Мәзмунға өтүш

Қандақла динға ишәнсәк болуверәмду? Һәммиси бизни Худаға йеқинлаштурамду?

Қандақла динға ишәнсәк болуверәмду? Һәммиси бизни Худаға йеқинлаштурамду?

Муқәддәс китаптики җавап

 Яқ, һәммә динлар кишини Худаға йеқинлаштуралмайду. Муқәддәс китап Худани хурсән қилмайдиған динлар көп дәйду. Улар асасий икки түргә бөлүниду.

Биринчи түр. Сахта илаһларға чоқунуш

 Муқәддәс китапта сахта илаһларға чоқунуш һәққидә сөз қилинғанда, «ялғанчилиқ һәм бимәнилик», «әһмийәтсиздур» вә «һеч пайда йоқтур» дегәндәк сөзләр ишлитилгән (Йәрәмия 10:3—5; 16:19, 20). Тәңри Йәһва a Исраил хәлқигә шундақ әмир-пәрман бәргән: «Мәндин башқа илаһлар болмаслиғи лазим» (Чиқиш 20:3, 23; 23:24). Исраиллар башқа илаһларға чоқунғанда, Йәһваниң ғәзиви қаттиқ қозғалған еди (Санлар 25:3; Лавийлар 20:2; Һакимлар 2:13, 14).

 Һәқ Худаниң «нурғун аталмиш илаһларға» чоқунушқа болған көзқариши өзгәргини йоқ (Коринтлиқларға 1-хәт 8:5, 6 Калам; Галатилиқларға 4:8). Худа Өзигә ибадәт қилғучиларға сахта илаһларға чоқунғучилар билән арилишишни тохтитишни буйруп, мундақ дегән: «Уларниң арисидин чиқип кетиңлар һәм улардин айрилиңлар» (Коринтлиқларға 2-хәт 6:14—17). Әгәр барчә динлар кишини Худаға йеқинлаштурса, ундақта немә үчүн Алла бундақ буйруқ чүшәргән?

Иккинчи түр. Һәқ Худани хурсән қилмайдиған усулда Униңға ибадәт қилиш

 Бәзидә исраиллар Худаға ибадәт қилиш билән сахта илаһларға чоқунушни арилаштурувәткән урп-адәтләргә әгишип жүрәтти. Лекин Йәһва Худа уларниң пак ибадәт билән сахта чоқунушларни арилаштурувәткинидин нәпрәтләнгән (Чиқиш 32:8; Қанун шәрһи 12:2—4). Әйса пәйғәмбәр өз заманидики дин рәһбәрлириниң Худа яқтурмайдиған усулда ибадәт қилғини үчүн уларни әйиплигән. Улар башқиларға өзлирини ихласмән көрситип, «бирақ Тәврат қануниниң техиму муһим тәрәплири болған һәққанийлиқ, рәһимдиллик вә садиқлиққа сәл» қариған (Мәтта 23:23, ҺЗ).

 Бүгүнки күндиму пәқәт һәқиқәтни үгитидиған дин инсанларни Худаға йеқинлаштуралайду. Бу һәқиқәт Муқәддәс китапта бар (Йоһан 4:24; 17:17; Тимотийға 2-хәт 3:16, 17). Худа Сөзигә зит болған тәлиматларни үгитидиған динлар әслидә кишини Худадин жирақлаштуриду. Адәмләр үчбирлик, өлмәс җан вә дозақ отида қийнаш қатарлиқ тәлиматларни Муқәддәс китапта бар дәп ойлишиду. Бирақ бу тәлиматлар әслидә сахта динлардин келип чиққан. Алланиң өлчәм-тәләплиригә әмәс, бәлки сахта тәлиматлар билән бағлинишлиқ диний урп-адәтләргә асасланған ибадәт «бекар» яки әһмийәтсиздур (Марк 7:7, 8).

 Алла диний сахтипәзликтин нәпрәтлиниду (Титқа 1:16). Адәмләрниң Худаға йеқинлишишиға ярдәм бериш үчүн динлар пәқәт мәрасимлар биләнла чәклинип қалмай, бәлки инсанларниң күндилик турмушиғиму тәсир қилиши керәк. Мәсилән, Муқәддәс китапта мундақ дейилгән: «Әгәр кимду-ким Худаға дурус ибадәт қиливатимән дәп ойлап, лекин тилини тизгинлимисә, у өз жүригини алдайду һәм униң ибадити пайдисиздур. Рәббимизниң һәм Атимизниң нәзәридики таза, һәм булғанмиған ибадәт, житимлар, һәм тул аялларниң дәртлиридә уларға ғәмхорлуқ қилиш вә мошу дунияниң дағлиридин өзини пак сақлаштин ибарәттур» (Яқуп 1:26, 27). «Булғанмиған ибадәт» дәп тәрҗимә қилинған җүмлә Муқәддәс китапниң башқа тәрҗимисидә «пак вә әйипсиз болған ибадәт» дәп тәрҗимә қилинған (Қәшқәр чағатай тили тәрҗимиси).

a Муқәддәс китапта Худаниң хас исми «Йәһва» дәп ашкарә қилинған.