Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

3-ПАРЧӘ

Кишилик турмушни яхшилашқа ярдәм беридиған мәслиһәтләр

Кишилик турмушни яхшилашқа ярдәм беридиған мәслиһәтләр

МӘҺӘЛЛИҢИЗГӘ йеңи бир дохтур көчүп кәлди дәп пәрәз қилайли. Дәсләптә, бәлким, униң яхши дохтур екәнлигигә ишәнмәй, гуманда болғансиз. Амма шу дохтурниң ярдимидә бәзи достлириңизниң саламәтлиги көп яхшиланған болсичу? Сизму шу дохтурдин мәслиһәт сорап көрмәмсиз?

Муқәддәс Язмиларни бәзи җәһәттин шу дохтурға охшитишқа болиду. Бәзи адәмләр шу Язмилардин мәслиһәт сораштин қорқуп, гуманда болушқан. Бирақ кейин улар Язмилардики дана мәслиһәтни қоллинип, турмушини көп яхшилиған. Төвәндики бирнәччә мисалларни көрүп бақайли.

Некадики мәсилиләрни һәл қилиш

«Той қилип узун өтмәй, ерим Думасниң маңа көңүл бөлмәйватқанлиғини һис қилдим. Қаттиқ хапа болғинимдин, һемишәм вақирап-җақирап уни һақарәтләп, қолумға чиққанниң һәммисини униң бешиға етип, һәтта униңға мушт көтәрдим. Бәзи чағларда қаттиқ аччиқланғач, һошимдин кетәттим.

Ерим Думас Муқәддәс Язмиларни үгинишкә башлиғанда, уни мәсқирә қилдим. Лекин у үгәнгән вақитта мән униң немә үгиниватқанлиғини яндики ханидә оғурлуқчә тиңшаттим. Бир күни: “Әй аяллар, һәзритимизгә бойсунғандәк, әрлириңларға бойсунуңлар... Аялму өз ерини чоңқур һөрмәтлисун”,— дегән айәтни аңлап қалдим (Әфәсликләргә 5:22, 33, ЙД). Мошу сөзләр қәлбимгә қаттиқ тәсир қилди. Мән еримни хорлиғанлиғим үчүн Худадин кәчүрүм тилидим вә яхши аял болуш үчүн Униңға дуа қилип ярдәм соридим. Узун өтмәй, Думас иккимиз бирликтә Муқәддәс Язмиларни үгәндуқ»,— дәп әсләп өтти Сумиятун.

Думас билән Сумиятун

Муқәддәс Язмилар: «Әрләрму өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк»,— дәйду (Әфәсликләргә 5:28, ЙД). «Муқәддәс Язмиларни үгиниш һәр иккимизгә тәсир қилди. Мән Думас иштин қайтип кәлгәндә, униң алдиға чай елип келип, иллиқ гәп-сөзләрни қилаттим. Думасму маңа көпирәк көйүнүп, аилә ишлириға ярдәм қилатти. Биз иккимиз тиришип: “Бир-бириңларға меһрибан вә рәһимдил болуңлар... Бир-бириңларни чин дилдин кәчүрүңлар”,— дегән нәсиһәтни өзүмизгә қоллинишқа тиришаттуқ (Әфәсликләргә 4:32, ЙД). Нәтиҗидә, иккимизниң сөйгү-муһәббити барғансири күчийип, бир-биримизгә болған һөрмитимиз чоңқурлашти. Мана һазир хошал-хорам некалиқ турмуш кәчүрүватқанлиғимизға 40 жил бопту. Һәқиқәтән Муқәддәс Язмилардики дана мәслиһәтләр некайимизни қоғдап қалған еди!»— дәйду Сумиятун.

Ғәзәпни тизгинләш

Тайиб мундақ дәйду: «Мән қәһри-ғәзәп адәм едим, һемишәм кишиләр билән соқушаттим вә башқиларға қурал тәңләп, уларни қорқутаттим. Аччиғим тутқанда, аялим Кустрияни уруп, йәрдә домилитиветәттим. Нурғун кишиләр мениңдин қорқатти.

Һәр ахшими Кустрия билән Тайиб бирликтә дуа қилиду

Бир күни мән Әйса пәйғәмбәрниң: “Силәргә йеңи бир әмир беримән: бир-бириңларни сөйүңлар. Мән силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар”,— дегән шундақ бир сөзини оқуп қалдим (Йоһан 13:34, ЙД). Мән бәк тәсирләндимки, өзүмни өзгәртиш қарариға кәлдим. Шуниңдин башлап, һәр новәт ғәзәптин өртәнгинимдә өзүмни бесивелиш үчүн Худадин ярдәм тиләп дуа қилдим. Ғәзәплинидиған мүҗәзим аста-аста йоқ болди. Аялим билән иккимиз Әфәсликләргә 4:26, 27, ЙД-айәтләрдики: “Ғәзивиңлардин қайтмай туруп, күнму петип кәтмисун. Шәйтанға пурсәт бәрмәңлар”,— дегән нәсиһәтләрни турмушимизда қолландуқ. Һәр күни ахшими бирликтә Муқәддәс Язмиларни оқуп, дуа қилдуқ. Шундақ қилиш һәр күни пәйда болған ғәм-әндишиләрни сүпүрүп ташлап, нека риштимиз техиму күчәйтти.

Һазир башқилар мени мулайим адәм дейишиду. Аялим вә балилирим мени яхши көриду вә һөрмәтләйду. Мениң нурғун достлирим бар һәм өзүмни Худаға йеқин һис қилимән. Мән һәқиқәтән бәхитлик адәммән».

Зәһәрләрдин қол үзүш

Гоин

«Мән қара җәмийәт шайкилири билән барди-кәлди қилип, тамакиларни бесип чекәттим вә дайим ичивелип кәчқурунлиғи кочиларда жиқилип йетип қалаттим. Һәтта мән нәшә, баш чайқаш комиличи дегәнгә охшаш қанунсиз зәһәрләрни истимал қилаттим вә сататтим. Уларни оқ өтмәс кийимимниң ичигә селип сақлаттим. Гәрчә кишиләргә лөкчәкләрдәк көрүнсәмму, амма һемишәм қорқуп жүрәттим.

Бири маңа мону айәтни көрсәтти: “Әй оғлум, тәлимимни унтума... Чүнки улар күнүңгә күн, өмүрүңгә өмүр қошуп, тинч-хатирҗәмлик таписән” (Пәнд-нәсиһәтләр 3:1, 2, ЙД). Узундин бери мән узун өмүр көрүп, хатирҗәм турмуш кәчүрүшкә тәшна болуп кәлгән! Мән йәнә: “Қәдирлик қериндашлар, бизгә шундақ вәдиләр берилгән екән, тән вә роһумизни булғайдиған һәрқандақ нәрсиләрдин өзүмизни пакизлап, Худадин әймингән һалда муқәддәслигимизни мукәммәлләштүрәйли”,— дегән айәтләрни оқудум (Коринтлиқларға 2-хәт 7:1, ЙД). Шуниң билән мән зәһәрләрдин қол үзүп, қара җәмийәт шайкилири билән барди-кәлди қилишни тохтаттим вә Худаға хизмәт қилишни башлидим.

Мән зәһәрдин қол үзгили 17 жилчә болуп қалди. Мениң саламәтлигим яхши, нурғун йеқин достлирим бар, пак виждан билән аиләмдикиләр билән биргә бәхитлик яшаватимән. Кочиларда мәс болуп йетишниң орниға, хатирҗәм өз кариветимдә уйқумни ухлаймән»,— дәп баян қилған Гоин.

Ирқи камситишни ташлаш

«Өсмүрлүк чағлиримдила җинайәт йолиға қәдәм бесип, башқа бир милләт кишилирини өч көрүп, уларни бозәк қилаттим.

Амма кейин Худани издәшкә башлидим. Мән Муқәддәс Язмиларни үгинидиған бир топ кишиләрни учраттим. Мән шу бир топ кишиләр арисида һәрхил ирқ вә милләт кишилириниң хошал-хорам, әркин-азадә бир-бири билән барди-кәлди қилидиғанлиғини көрдүм. Уларниң арисида һәтта мән өч көридиған милләт кишилири бар болуп, улар мени қизғинлиқ билән қарши алди! Мән аң-таң болуп қалдим! Шундила, мән Муқәддәс китапниң: “Худа һәммини тәң көридикән. Қайси милләттин болушидин қәтъийнәзәр, Униңдин қорқуп, тоғра ишларни қилидиған һәрқандақ кишини қобул қилидикән”,— дегән айитини чүшинип йәттим (Әлчиләр 10:34, 35, ЙД).

Мана һазир қәлбимни зәһәрләйдиған өчмәнлик вә камситишлар йоқалди. Мениң әң йеқин достлиримниң бәзилири, һәтта илгири мән өч көргән милләт кишилиридур. Худа Муқәддәс Язмилар арқилиқ маңа сөйгү-муһәббәт көрситишни үгәтти»,— дәп кәчүрмишлирини ейтип бәрди Бамбанг.

Бамбанг һазир һәрхил ирқ, милләт кишилири билән хошал-хорам барди-кәлди қилишиду

Зораванлиқ қилишни тохтитиш

«Өсмүрлүк чағлиримдила икки қетим оғрилиқ билән, йәнә бир қетимда, бир адәмгә вәһшийләрчә пичақ тиқип түрмигә кирдим. Кейин исиянчи топқа қошулуп, нурғун адәмләрни өлтүрдүм. Топилаң көтиришләр ахирлашқандин кейин мән кишиләрни қақти-соқти қилидиған бир топ җинайәтчиләргә башлиқ болдум. Қәйәргә барсам, мениң қоғдиғучи чапармәнлирим мениң билән биллә баратти. Мән зораван вә хәтәрлик адәм едим.

Һазир Гарога зораван адәм әмәс, Худаниң сөзлирини башқиларға үгитиду вә башқилар уни һөрмәтләйду

Бир күни мән мону айәтни оқуп қалдим: “Муһәббәт сәвирчан вә меһрибандур. Муһәббәт һәсәт қилмайду, махтанчақлиқ вә тәкәббурлуқ қилмайду. Әдәпсизлик қилмайду, өз мәнпәитини көзлимәйду, асанла аччиқланмайду. Өч-адавәт сақлимайду” (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 5, ЙД). Мошу сөзләр мени қаттиқ тәсирләндүрди. Мән башқа бир җайға көчүп берип, Муқәддәс Язмиларни үгәндим. Шу Язмилардики нәсиһәтләрни өз турмушумда әмәлий ишләттим.

Һазир мән зораван адәм әмәс, Худаниң сөзлирини башқиларға үгитимән вә башқилар мени һөрмәтләйду. Мана һазир турмушумда ениқ нишаним бар болғач, мәналиқ турмуш кәчүриватимән»,— дәп баян қилиду Гарога.

Худаниң Сөзи һаятий күчкә егә

Мошулар вә башқа сан-санақсиз кәчүрмишләр «Худаниң сөзи тирик һәм һәрикәтлик» дегән айәтниң һәқиқәт екәнлигини испатлайду (Ибранийларға 4:12). Худаниң Сөзи болған Муқәддәс Язмилардики нәсиһәтләр аддий, қоллинишчан болуп, кишигә илһам-мәдәтләрни бериду.

Муқәддәс Язмилар сизгә ярдәм берәләмду? Әлвәттә, бу Язмилар сиз дуч келидиған һәрқандақ мәсилиләрни бир тәрәп қилишқа ярдәм берәләйду. «Муқәддәс Язмиларниң һәммиси Худаниң илһами билән болған. У тәлим бериш, тәнбиһ бериш, түзитиш, һәққанийлиқ йолида тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур. Шу арқилиқ Худаниң бәндиси һәр тәрәплимә билимгә егә болуп, һәрқандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр турсун» (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17, ЙД).

Ундақта, Муқәддәс Язмилардики асасий тәлимләрни көрүп бақайли.