Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

4-ДӘРИС

Айәтләргә мувапиқ кириш сөзини ишлитиш

Айәтләргә мувапиқ кириш сөзини ишлитиш

Мәтта 22:41—45

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Айәтләрни оқуштин бурун, тиңшиғучиларниң диққәт-етибарини оқумақчи болған мәзмунға қаритишқа тәйярлаш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Немә мәхсәттә айәтни оқушни ениқ билиш. һәрбир айәтни чүшәндүрүш арқилиқ тиңшиғучиниң диққитини асасий ой-пикиргә қаритиң.

  • Муқәддәс китап асасида сөз қиливатқанлиғини көрситиш. Әгәр сиз Худаға ишинидиған биригә сөз қиливатқан болсиңиз, Муқәддәс китапниң Худа Сөзи екәнлигини тәкитләң. Бу арқилиқ Муқәддәс китап даналиқниң әң ишәнчилик мәнбәси екәнлигини көрситип бериң.

  • Айәткә қарита тиңшиғучиниң қизиқишини ойғитиш. Авал соални оттуриға қоюп, андин айәтләр асасида җавап бериң. Көп кишиләр дуч келиватқан қийинчилиқни тилға елип, андин шу қийинчилиқни һәл қилишқа ярдәм беридиған айәтләрни яки принципларни көрситип бериң.