Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19-ДӘРИС

Йәһва гувачилири Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилириму?

Йәһва гувачилири Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилириму?

Йәһва гувачилири сүпитидә биз өзүмизниң Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири екәнлигигә ишинимиз. Немә үчүн? Буниң җававини билиш үчүн үч соални муһакимә қилимиз: иман-етиқадимиз немигә асасланған? Немә үчүн Йәһва гувачилири дәп атилимиз? Биз бир-биримизгә меһир-муһәббәтни қандақ көрситимиз?

1. Йәһва гувачилириниң иман-етиқади немигә асасланған?

Әйса Мәсиһ шундақ дегән: «[Худа] Сениң сөзүң һәқиқәттур» (Йоһан 17:17). Худди Әйса Мәсиһкә охшаш, Йәһва гувачилириниң диний тәлимлири һәрдайим Худа Сөзигә асаслиниду. Йәһва гувачилириниң тарихиға қарап бақайли. 19-әсирниң ахирида бир топ сәмимий кишиләр Муқәддәс китапни әстаидил тәтқиқ қилишқа башлиған. Улар үгәнгәнлириниң чиркониң тәлимлиридин көп пәриқлиқ екәнлигини көргән. Уларниң иман-етиқади Муқәддәс китаптин үгәнгән һәқиқәтләргә асасланған. Көп өтмәй, улар Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни башқиларға ейтишқа башлиған a.

2. Немә үчүн биз Йәһва гувачилири дәп атилимиз?

Йәһва Худа Өзигә ибадәт қилғучиларни гувачилирим дәп атиған. Сәвәви улар У тоғрилиқ һәқиқәтләрни башқиларға ейтиду (Ибранийларға 11:4—12:1). Мәсилән, қедимқи заманда Худа Өз хәлқигә: «Силәр... Мениң гувачилирим»,— дегән (Йәшая 43:10ни оқуң, КТ). Муқәддәс китапта Әйса Мәсиһму «садиқ Гувачи» дәп аталған (Вәһий 1:5). 1931-жилдин бу ян биз Йәһва гувачилири дегән исим билән атилип келиватимиз. Биз бу нам билән аталғинимиздин интайин пәхирлинимиз.

3. Йәһва гувачилири меһир-муһәббәт көрситиштә Әйса Мәсиһни қандақ үлгә қилиду?

Әйса Мәсиһ өз шагиртлирини шунчә сөйгәнки, уларни өз аилә әзасидәк көргән (Марк 3:35ни оқуң). Шуниңға охшаш дунияниң җай-җайлиридики Йәһва гувачилири бир аилидәк иттипақлашқан. Шу сәвәп биз бир-биримизни қериндишим дәп атаймиз (Филимунға 1, 2). Биз йәнә Худаниң: «Пүтүн қериндашлиқни сөйүңлар» дегән буйруғиға бойсунимиз (Петрусниң 1-хети 2:17). Йәһва гувачилири түрлүк йоллар билән меһир-муһәббәт көрситиду. Мәсилән, улар дунияниң җай-җайлиридики ярдәмгә муһтаҗ болған қериндашларға ярдәм қолини суниду.

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Йәһва гувачилириниң тарихи һәққидә көпирәк биливелиң. Улар Әйса Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири екәнлигини испатлайдиған қандақ дәлил-испатларниң барлиғини көрүң.

Мәсиһ Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилириниң диний тәлимлири Муқәддәс китапқа асасланған вә улар үгәнгәнлирини башқиларға ейтиду

4. Диний тәлимлиримиз Муқәддәс китапқа асасланған

Йәһва Худа Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрниң ахирқи күнләрдә техиму ениқ ашкарә болидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Даниял 12:4ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Худаниң хәлқи Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғансири, уларда немә мол болиду?

Чарлз Расселл вә Муқәддәс китапни яхши көргән башқа кишиләрниң бирликтә Худа Сөзини қандақ тәтқиқ қилғанлиғини биливелиң. ВИДЕОНИ көрүп, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Видеода көрситилгәндәк, Чарлз Расселл вә башқилар Муқәддәс китапни қандақ тәтқиқ қилған?

Сиз биләмсиз?

Гайида Муқәддәс китаптики бәзи тәлимләр йеңидин чүшәндүрилиду. Немә үчүн? Худди қуяш аста-аста көтирилип, көз алдимиздики мәнзирә аста-аста ениқ көрүнгәндәк, Худаму Өз хәлқигә һәқиқәтни аста-аста ашкарилайду (Пәнд-нәсиһәтләр 4:18ни оқуң). Гәрчә Муқәддәс китап өзгәрмисиму, бирақ биз Муқәддәс китапни техиму чоңқурирақ тәтқиқ қилғансири, йеңи чүшәнчиләргә егә болимиз.

5. Биз исмимизға мас яшаймиз

Немә үчүн биз Йәһва гувачилири дәп атилимиз? ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Немә үчүн Йәһва гувачилири дегән исимни ишлитиш интайин орунлуқ?

Немә үчүн Йәһва Худа Өзи үчүн гувалиқ беридиған бир топ адәмләрни таллиған? Чүнки Худа тоғрилиқ түрлүк ялғанчилиқлар тарқалғанлиқтин, улар Йәһваниң һәқ Худа екәнлигигә гувалиқ бериду. Һазир шу ялғанчилиқларниң иккисини көрүп чиқайли.

Бәзи динлар Худа адәмләрниң Өзигә ибадәт қилиши үчүн бутларни ишлитишини халайду дәп үгитиду. Бу тоғриму? Лавийлар 26:1ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Оқулған айәткә асасланғанда, Йәһва Худа бутларға қандақ көзқарашта?

Бәзи диний устазлар Әйса Мәсиһни Худа дәп үгитиду. Амма бу тоғриму? Йоһан 20:17ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Оқулған айәткә асасланғанда, Худа вә Әйса Мәсиһ бир шәхсму?

  • Йәһва Худа Өзи вә Оғли һәққидә һәқиқәтни үгинишиңиз үчүн, сизгә Өз гувачилирини әвәтти. Буни билгиниңиздә қандақ һис-туйғуда болдиңиз?

6. Биз бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситимиз

Муқәддәс китапта Әйса Мәсиһниң әгәшкүчилири бир тәнни тәшкил қилидиған түрлүк әзалар билән селиштурулған. Коринтлиқларға 1-хәт 12:25, 26ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири өз қериндашлириниң қийинчилиқта қалғанлиғини билгәндә, чоқум немә қилиши керәк?

  • Йәһва гувачилири бир-биригә меһир-муһәббәт көрситәмду? Мисал кәлтүрүң.

Дунияниң мәлум бир йеридә Йәһва гувачилири қийинчилиққа дуч кәлгәндә, башқа җайдики етиқатчи қериндашлар уларға дәрһал ярдәм қолини суниду. Бир мисални көрүп бақайли. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Йәһва гувачилири тәбиий апәттин кейин қийинчилиқта қалғанларға қандақ меһир-муһәббәт көрсәткән?

Әйса Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири ярдәмгә муһтаҗ болғанларға меһир-муһәббәт көрситиду

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Йәһва гувачилири йеқинда пәйда болған йеңи бир дин».

  • Йәһва Худа Өзигә ибадәт қилғучиларни қачандин башлап гувачилирим дәп атиған?

ХУЛАСӘ

Йәһва гувачилири — Әйса Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилиридур. Биз хәлиқарилиқ чоң бир аилә. Бизниң диний тәлимлиримиз Муқәддәс китапқа асасланған вә биз башқиларға Йәһва тоғрилиқ һәқиқәтни ейтимиз.

Тәкрарлаш

  • Немә үчүн биз Йәһва гувачилири дәп атилимиз?

  • Биз бир-биримизгә меһир-муһәббәтни қандақ көрситимиз?

  • Сизниңчә, Йәһва гувачилири Мәсиһ Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилириму?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Йәһва гувачилириниң сахта тәлимләрни қандақ ашкарә қилғанлиғиниң бир мисалини көрүң.

«Худаниң хәлқи Униң исмини улуқлайду» (7:08)

Стефан башқа ирқтики кишиләрни өч көрүп, уларға һуҗум қилған. У Йәһва гувачилири арисида немини көргән вә бу униң өзгиришигә қандақ тәсир қилған?

«Һаятим күндин-күнгә яманлашти» («Күзитиш мунари» 2015-жил, 1-июль)

a Йәһва гувачилири 1879-жилдин бу ян «Күзитиш мунари» журналини нәшир қилип келиватиду. Бу журнал арқилиқ улар Муқәддәс китап һәқиқәтлирини йәткүзүп бериватиду.