Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6. Дуняниң җай-җайлиридики вәз қилиш паалийити

6. Дуняниң җай-җайлиридики вәз қилиш паалийити

6. Дуняниң җай-җайлиридики вәз қилиш паалийити

«Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәр пүткүл йәр йүзи бойичә барлиқ хәлиқләргә гувалиқ үчүн вәзә қилиниду» (МӘТТА 24:14).

● Виатея исимлиқ аял Туамоту архипелаги дәп атилидиған Тинч океандики жирақ аралларниң биридә яшайду. Туамоту умумий көлими тәхминән 802 900 квадрат киллометрға созулған 80гә йеқин араллардин тәшкил тапқан болсиму, пәқәт 16 000 киши яшайду. Шундақ болсиму, Виатея вә униң хошнилири Йәһва гувачилирини тонуйду. Немә үчүн? Сәвәви Йәһва гувачилири адәмләр қәйәрдә яшишидин қәтъийнәзәр, һәммисигә Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни йәткүзүшкә тиришиду.

ДӘЛИЛ-ИСПАТЛАР НЕМӘ КӨРСИТИДУ? Падишалиқ һәққидики хуш хәвәр дунияниң булуң-пушқақлириғичә вәз қилиниду. Йәһва гувачилири пәқәт 2010-жили хуш хәвәрни 236 дөләт вә районларда вәз қилип, 1 миллиард 600 миллион сааттин көпирәк вақит сәрип қилған. Демәк, һәрбир Гувачи оттура һесап бойичә һәр күни 30 минут вәз қилған. Йеқинки он жил ичидә, улар Муқәддәс китапқа асасланған 20 миллиардтин артуқ материалларни нәшир қилип тарқатқан.

КӘҢ ТАРҚАЛҒАН КӨЗҚАРАШ. Муқәддәс китаптики хәвәр нәччә миң жилдин буян вәз қилинип кәлмәктә.

БУ ҺӘҚИҚӘТӘН ШУНДАҚМУ? Растинла, көп адәмләр Муқәддәс китаптики хәвәрни вәз қилишқа тиришқан. Амма уларниң көпинчиси буни қисқа вақит вә кичик көләмдә қилған. Йәһва гувачилири болса, дуния җай-җайлирида кәң көләмдә вәз қилиш паалийитини тәшкиллик һаләттә елип бериватиду вә миллионлиған адәмләр хуш хәвәрни аңлаватиду. Йәһва гувачилири инсанийәт тарихидики әң күчлүк вә рәһимсиз тәшкилатларниң қаршилиғиға қаримастин, вәз қилиш хизмитини давамлаштурған (Марк 13:13). Униңдин башқа, Йәһва гувачилири вәз қилғини үчүн һәқ алмайду. Әксинчә, улар өз вақтини қурбан қилип, Муқәддәс китапқа асасән нәшир қилинған материалларни һәқсиз тарқитиду. Уларниң паалийити ихтиярий ианиләр билән елип берилиду.

СИЗ ҚАНДАҚ ОЙЛАЙСИЗ? Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәр һәқиқәтән пүтүн дунияда вәз қилиниватамду? Бу бәшарәтниң әмәлгә ешиши келәчәктә әҗайип ишларниң йүз беридиғанлиғини билдүрәмду?

[9-бәттики қистурма]

«Йәһва Худа йол қоюватқан екән, биз пурсәтни қолумиздин чиқармай, қизғинлиқ билән Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни давамлиқ вәз қилимиз» (ЙӘҺВА ГУВАЧИЛИРИНИҢ 2010-ЖИЛЛИҚ ЖИЛНАМИСИ)