12-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Қачан сөзлишимиз керәк?
«Сүкүт қилиш вақти бар, сөз қилиш вақти бар» (ВӘЗ 3:7).
18-НАХША Худаниң чин муһәббити
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Вәз 3:1, 7дин немини үгинимиз?
БӘЗИЛИРИМИЗ көп сөзләймиз. Йәнә бәзи бирлиримиз сөзмән әмәс. Бу мақалиниң асасий айитидә көргәндәк, сөзләшниңму, сүкүт қилишниңму өз вақти бар (Вәз 3:1, 7ни оқуң). Шундақ болсиму, биз бәзи қериндашларниң көпирәк сөзләшни вә башқа бир қериндашларниң азирақ сөзләшни халайдиғандимиз.
2. Қачан вә қандақ сөзләш һәққидә ким бизгә көрсәтмиләрни беришкә һоқуқлуқ?
2 Сөзләш қабилийитимиз — Йәһва Худадин кәлгән соға (Чиқ. 4:10, 11; Вәһ. 4:11). Өз Сөзи, Муқәддәс китапта У бизгә бу соғини бизниң қандақ тоғра ишлитишимиз керәклигини чүшәндүргән. Бу мақалидә биз қачан сөзләш вә қачан сөзлимәслик керәклигини чүшинишимизгә ярдәм беридиған мисалларни көрүп чиқимиз. Шуниң билән биргә бизниң башқиларға қандақ сөзләйдиғанлиғимизға Йәһва Худаниң қандақ қарайдиғанлиғини биливалимиз. Авал, қачан сөзлишимиз керәклигини ениқлавалайли.
СӨЗ ҚИЛИШ ВАҚТИ
3. Римлиқларға 10:14кә асасән, биз қачан сөзлишимиз керәк?
3 Биз башқиларға Йәһва Худа вә Униң Падишалиғи тоғрилиқ сөзләшкә һәрқачан тәйяр болушимиз керәк (Мәт. 24:14; Римлиқларға 10:14ни оқуң). Шундақ қилсақ, биз Әйсани үлгә қилимиз. Әйсаниң йәргә келишиниң асасий сәвәплириниң бири башқиларға өз Атиси тоғрилиқ һәқиқәтни ейтиш болған еди (Йоһ. 18:37). Амма биз башқиларға қандақ сөзләшниңму бәк муһим екәнлигини әстә тутушимиз лазим. Шуңа биз адәмләргә Йәһва Худа тоғрилиқ ейтип бәргәндә, «мулайимлиқ вә чоңқур һөрмәт» көрситишимиз вә уларниң өзини қандақ һис қилидиғанлиғини вә немигә ишинидиғанлиғини нәзәрдә тутушимиз муһим (Пет. 1-х. 3:15). Шу чағда пәқәт сөзләпла қоймастин, адәмләргә тәлим беримиз вә бәлким жүригигә тәсир қилимиз.
4. Пәнд-нәсиһәтләр 9:9ға асасән, ақсақалларниң сөзлири башқиларға қандақ ярдәм берәләйду?
4 Ақсақаллар бирәр қериндашниң нәсиһәткә муһтаҗ екәнлигини көргәндә, уларға нәсиһәт бериштин иккиләнмәслиги керәк. Әлвәттә, улар шу кишини хиҗаләткә қалдурмаслиқ үчүн, униң билән сөзлишишкә мувапиқ бир вақитни таллап, өп-чөридә башқа адәмләр болмиған пәйтни күтсә яхши болиду. Ақсақаллар һәрқачан сәвирчанлиқ билән қериндашниң иззәт-һөрмитини қоғдап, һөрмәт билән сөзләшкә тиришиду. Шундақ болсиму, улар башқиларниң дана һәрикәт қилишқа ярдәм беридиған Муқәддәс китаптики принципларни ейтиштин қорқмайду (Пәнд-нәсиһәтләр 9:9ни оқуң). Башқиларға уларниң натоғра һәрикәт қиливатқанлиғини ейтиш үчүн немишкә җүръәтлик болуш муһим? Келиңлар, һазир бу соалға җавап беридиған икки мисални көрүп чиқайли. Биринчи мисалда, Худаниң хизмәтчиси оғуллирини тоғра йолға селиши керәк еди. Иккинчи мисалда бир аялниң келәчәктә падиша болидиған киши билән сөзлишишигә тоғра кәлгән.
5. Алий роһаний Ели юмшақ сөзләшниң орниға қачан қәтъий сөзлиши керәк еди?
5 Алий роһаний Ели икки оғлини бәк яхши көргән. Бирақ оғуллири Йәһва Худаға һөрмәтсизлик қилған. Улар муқәддәс чедирда роһанийлар сүпитидә хизмәт қилиш шан-шәрипигә егә болған. Лекин улар өз һоқуқини натоғра қолланған, Йәһва Худаға берилгән қурбанлиқларни дәпсәндә қилған вә «чедириниң киришидә хизмәт қиливатқан аяллар билән ят[қан]» (Сам. 1-яз. 2:12—17, 22). Тәврат қануни бойичә Елиниң икки оғли өлүм җазасиға лайиқ еди. Бирақ Ели оғуллирини өз мәйлигә қоюп берип, тилиниң учидила әйипләп қойған вә уларниң муқәддәс чедирда хизмәт қилишни давамлаштурушиға йол қойған (Қ. шәр. 21:18—21). Бирақ Йәһва буниңға қандақ қариған? У Елиға: «Немишкә сән... оғуллириңни Мениңдин артуқ көрисән?»— дегән. Йәһва Худа Елиниң икки рәзил оғлини өлүм җазасиға һөкүм қилишни қарар қилған (Сам. 1-яз. 2:29, 34).
6. Елидин қандақ савақ алалаймиз?
6 Елидин муһим савақ алалаймиз. Әгәр достимиз яки уруқ-туққинимиз Худаниң қануниға зит бир нәрсини қилғанлиғини билип қалсақ, униң билән сөзлишип, Йәһва Худаниң қанунлирини есигә салсақ болиду. Кейин у Йәһва Худа тәйинлигән ақсақаллардин керәклик ярдәм алғанлиғиға көз йәткүзишимиз керәк (Яқуп 5:14). Биз һечқачан Елиға охшаш, достумиз яки уруқ-туққинимизни Йәһва Худадин артуқ көрүшни халимаймиз. Натоғра ишни қиливатқан адәмгә буни ейтиш үчүн җүръәтлик болуш керәк. Лекин тиришчанлиғимиз яхши нәтиҗә елип келиши мүмкин. Һазир болса Абигайил исимлиқ исраил аялниң Елидин қандақ пәриқ қилғанлиғини көрүп бақайли.
Абигайил сөзләш үчүн тоғра вақитни таллашта яхши үлгә көрсәткән (7, 8-абзацларға қараң) d
7. Абигайил немә үчүн Давут билән сөзләшмәкчи болған?
7 Абигайил Набал исимлиқ бай кишиниң аяли болған. Давут вә униң адәмлири Саул падишадин қечип жүргәндә, бираз вақит Набалниң хизмәтчилирини вә падилирини қарақчилардин қоғдиған. Набал буниңға миннәтдарлиқ билдүргәнму? Яқ. Давут униңдин өзи вә адәмлири үчүн кичиккинә тамақ билән су сориғанда, Набалниң аччиғи келип, у уларға вақирап тиллап қайтурувәткән (Сам. 1-яз. 25:5—8, 10—12, 14). Шу чағда Давут Набалниң өйидики һечбир әр кишини тирик қалдурмаслиқни қарар қилған (Сам. 1-яз. 25:13, 22). Шундақ паҗиәлик қирғинчилиқниң алдини қандақ елишқа болатти? Абигайил шу вәзийәттә сөзләш вақти кәлгәнлигини чүшинип, Давут билән учришиш үчүн қосақлири ач вә қаттиқ ғәзәпләнгән 400 әскәрниң алдиға җасурлуқ билән чиққан.
8. Биз Абигайилдин қандақ үлгә алалаймиз?
8 Абигайил Давутниң алдиға кәлгәндә, униңға һөрмәт билән сөзлигәчкә, Давут униң сөзигә киргән еди. Һәтта Абигайил йүз бәргән вақиәгә әйиплик болмисиму, у Давуттин кәчүрүм сориған. У Давутниң яхши адәм екәнлигигә вә тоғра қарар чиқиридиғанлиғиға ишинидиғанлиғини ейтқан (Сам. 1-яз. 25:24, 26, 28, 33, 34). Абигайилға охшаш, бизму бирсиниң чоң хаталиққа башлайдиған бир ишни қиливатқанлиғини көрсәк, униң билән сөзлишиш үчүн җасур болушимиз керәк болиду (Зәб. 141:5). Биз шу кишигә җасарәт вә һөрмәт билән сөзлишишимиз лазим. Биз хаталашқан кишини меһрибанлиқ билән агаһландурсақ, һәқиқий дост екәнлигимизни көрситимиз (Пәнд н. 27:17).
9, 10. Ақсақаллар башқиларға нәсиһәт бәргәндә немини әстә тутуши керәк?
9 Хаталиқ өткүзгән қериндаш билән сөзлишиш үчүн болупму ақсақаллар чоқум җасур болуши керәк (Гал. 6:1). Ақсақаллар намукәммәл екәнлигини вә бәзидә уларму нәсиһәткә муһтаҗ болидиғанлиғини кәмтәрлик билән етирап қилиду. Бирақ улар бу сәвәптин хаталишиватқан қериндашқа нәсиһәт бериштин өзлирини тартмайду (Тим. 2-х. 4:2; Тит. 1:9). Улар шундақ адәмгә нәсиһәт бәргәндә, сөзләш қабилийтини маһирлиқ вә сәвирчанлиқ билән ишлитишкә тиришиду. Ақсақаллар қериндашларни яхши көргәнликтин, уларға ярдәм беришни халайду (Пәнд н. 13:24). Бирақ ақсақаллар үчүн әң муһими, Йәһва Худаниң қанунлириға әмәл қилиш вә җамаәтни хәтәрдин һимайә қилиш арқилиқ Йәһва Худани мәдһийиләш (Әлч. 20:28).
10 Биз қачан сөзләш керәклигини көрүп чиқтуқ. Бирақ җим-җит болидиған вақитларму болиду. Келиңлар, қачан сөзлимәслик керәклигини көрүп чиқайли.
СҮКҮТ ҚИЛИШ ВАҚТИ
11. Яқуп тилимизни тизгинләш тоғрилиқ қандақ мисални кәлтүргән?
11 Тилимизни тизгинләш қийин болуши мүмкин. Яқуп буни чүшәндүрүш үчүн орунлуқ бир мисални кәлтүргән. У мундақ дегән: «Әгәр кимду-бирси сөздә хаталашмиса, у пүткүл тениниму тизгинләшкә қабилийәтлик мукәммәл адәмдур. Әгәр биз атларни өзүмизгә беқиндуруш үчүн, ағзиға еғиздуруқ салсақ, буниң билән уларниң пүткүл тенини башқуримиз» (Яқуп 3:2, 3). Еғиздуруқниң тасмисини тартқанда, чавандаз атни тизгинләләйду. Лекин у тасмини чиң тутмиса, атни тизгинләлмәй чечип, ат өзи, ат мингүчи тәң ярилиниши мүмкин. Шуниңға охшаш, әгәр тилимизға егә болмисақ, нурғун қийинчилиқларға дуч келишимиз мүмкин. Сөзлимәслик керәк болған бирнәччә вәзийәтни көрүп чиқайли.
12. Қачан тилимизни тизгинлишимиз керәк?
12 Қандақту бир қериндаш мәхпий мәлуматни билсә, сиз немә қилисиз? Мәсилән, паалийитимиз мәнъий қилинған дөләттә яшайдиған қериндашни учраттиңиз дәйли. Шу чағда униңдин шу йәрдә паалийитимиз қандақ уюштурулғанлиғини тәпсилий билишни халамсиз? Әлвәттә, нийитиңиз яхши болуши мүмкин. Биз қериндашлиримизни бәк яхши көримиз вә улар үчүн ғәм қилимиз. Улар үчүн ениқ дуа қилишниму халаймиз. Бирақ бу тилимизни тизгинләп, чишимизни чишләп туридиған вақит. Әгәр мәхпий мәлуматларни билидиған адәмгә бесим қилсақ, шу адәмгә вә униң шуни мәхпий сақлайдиғанлиғиға ишәнч қилидиған қериндашларға меһир-муһәббәт көрсәтмигән болимиз. Әлвәттә, биз паалийитимиз мәнъий қилинған дөләттә яшайдиған қериндашларниң қийинчилиқлириға қийинчилиқ қошушни халимаймиз. Әгәр паалийитимиз мәнъий қилинған дөләттә хизмәт қилидиған болсақ, шу йәрдики Гувачиларниң вәз хизмити, җамаәт учришишлири яки башқиму ишлири тоғрилиқ тәпсилатларни ейтмаймиз.
13. Пәнд-нәсиһәтләр 11:13кә асасән, ақсақаллар немә қилишлири керәк вә немә үчүн?
13 Болупму ақсақаллар Пәнд-нәсиһәтләр 11:13тики (оқуң) приципни чоқум қоллиниши зөрүр. Улар қандақту бир мәлуматни билишкә һоқуқи йоқ адәмләргә ейтмаслиғи керәк. Ақсақал өйләнгән болса, шундақ қилиш техиму қийин болуши мүмкин. Әр-аял пат-пат бир-биригә һис-туйғулири, ғәм-әндишилири вә ич-сирлирини ейтиш арқилиқ өз ара мунасивитини мустәһкәмләйду. Амма ақсақал җамаәттики қериндашларниң мәхпий ишлирини аялиға ейтмаслиғи керәклигини чүшиниду. Чүнки ейтип қойса, у абройини төкүп қойиду вә башқилар униңға ишәнмәйдиған болиду. Җамаәттә җавапкарлиққа егә болған бурадәрләр «иккийүзлүк» болмаслиғи керәк (Тим. 1-х. 3:8). Бу дегинимиз, улар ялған сөзлимәслиги яки ғевәт қилишқа майил болмаслиғи лазим. Өз аялини яхши көридиған ақсақал униңға артуқ яки керәксиз мәлуматни ейтмайду.
14. Ақсақалниң аяли униңға абройини сақлашқа қандақ ярдәм берәләйду?
14 Аяли ақсақалдин мәхпий мәлуматларни соримиса, униңға абройини сақлашқа ярдәм берәләйду. Шундақ қилип, у йолдишини қоллап-қувәтләйду вә униңға сирини ейтип бәргән қериндашларғиму һөрмәт көрситиду. Әң муһими, у җамаәтниң инақ-иттипақ болушиға һәссә қошуп, Йәһва Худаниң жүригини хошал қилиду (Рим. 14:19).
ЙӘҺВА ХУДА СӨЗЛИРИМИЗГӘ ҚАНДАҚ ҚАРАЙДУ?
15. Йәһва Худа Аюпқа кәлгән үч кишигә қандақ қариған вә немә үчүн?
15 Қачан вә қандақ сөзләш тоғрилиқ Аюп китавидин нурғун нәрсиләрни үгинимиз. Аюп бешидин нурғун синақларни өткүзгәндин кейин, униңға тәсәлли вә нәсиһәт бериш үчүн төрт киши кәлгән еди. Улар узақ вақит җим-җит олтарған. Бирақ бу кишиләрниң үчи, йәни Елифаз, Билдад вә Зофарниң, кейин ейтқан сөзлиридин Аюпқа қандақ ярдәм бериш тоғрилиқ ойлимайдиғанлиғини көрүшкә болиду. Әксинчә, улар Аюпниң қандақту бир хаталиқни өткүзгәнлигини дәлиллимәкчи болған. Уларниң бәзи сөзлири тоғра болсиму, Йәһва Худа вә Аюп тоғрилиқ ейтқан көпинчә сөзлири рәһим-шәпқәтсиз яки ялған еди. Улар Аюпни қаттиқ сөкүп, әйиплигән (Аюп 32:1—3). Йәһва Худа буниңға қандақ қариған? У бу үч кишигә ғәзәплинип, уларни ахмақ дәп атиған вә уларни Аюптин өзлири үчүн дуа қилишни сорашқа буйриған (Аюп 42:7—9).
16. Елифаз, Билдад вә Зофарниң мисаллиридин қандақ савақ алимиз?
16 Биз Елифаз, Билдад вә Зофарниң мисаллиридин бирнәччә савақ алимиз. Биринчи, биз қериндашлиримизни әйиплимәслигимиз керәк (Мәт. 7:1—5). Буниң орниға сөзләштин авал, уларни диққәт билән тиңшишимиз лазим. Пәқәт шу чағдила уларниң әһвалини чүшинәләймиз (Пет. 1-х. 3:8). Иккинчи, бирсигә сөзлигәндә сөзлиримиз мулайим вә тоғра екәнлигигә көз йәткүзүшимиз зөрүр (Әфәс. 4:25). Үчинчи, Йәһва Худа бизниң бир-биримизгә немә дегәнлигимизгә бәкму көңүл бөлиду.
17. Елихуниң үлгисидин немини үгинимиз?
17 Аюпниң йениға кәлгән төртинчи киши Ибраһимниң туққини Елиху болған. У Аюпниң вә башқа үч кишиниң сөзлирини диққәт билән тиңшиғачқа, Аюпқа көзқаришини өзгәртишкә ярдәм бәргән у меһрибанлиқ билән лекин удул нәсиһәт бәргән еди (Аюп 33:1, 6, 17). Елиху үчүн әң муһими өзигә яки башқа бир адәмгә әмәс, Йәһва Худаға шан-шәрәп кәлтүрүш еди (Аюп 32:21, 22; 37:23, 24). Елихуниң үлгисидин һәм сөзләшниң, һәм сөзлимәй сүкүт қилип турушниң өз вақти бар екәнлигини үгинимиз (Яқуп 1:19). Униңдин башқа, башқиларға нәсиһәт бәргәндә, әң муһим мәхситимиз — өзүмизгә әмәс, Йәһва Худаға шан-шәрәп кәлтүрүш.
18. Сөзләш қабилийитини қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
18 Муқәддәс китаптики қачан вә қандақ сөзләш тоғрилиқ мәслиһәткә қулақ салсақ, сөзләш қабилийитимизни қәдирләйдиғанлиғимизни көрситәләймиз. Сулайман падиша мундақ язған: «Күмүч қачилардики алтун алмилар — бу өз вақтида ейтилған тоғра сөздур» (Пәнд н. 25:11). Башқиларни диққәт билән тиңшисақ вә ойлинип сөзлисәк, сөзлиримиз алтун алмилардәк қәдир-қиммәтлик вә чирайлиқ болиду. Шу чағда биз мәйли аз яки көп сөзләйли, сөзлиримиз башқиларға тәсәлли берип, Йәһва Худаниң қәлбини хошал қилиду (Пәнд н. 23:15; Әфәс. 4:29). Худа бәргән бу қабилийәт үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрүшниң буниңдин артуқ йоли барму?
45-НАХША Алға бас!
a Худа Сөзидә қачан сөзләш вә қачан сөзлимәслик керәклигини чүшинишимизгә ярдәм беридиған мәслиһәтләр бар. Биз шу мәслиһәтләрни билип, уларни әмәлийәттә қолланғанда, сөзлиримиз Йәһва Худаниң жүригини хошал қилиду.
b СҮРӘТТӘ: Қериндаш башқа қериндашқа мәслиһәт бериватиду.
c СҮРӘТТӘ: Бурадәр тазилиқ тоғрилиқ нәсиһәт бериватиду.
d СҮРӘТТӘ: Абигайил Давутқа сөзләш үчүн тоғра вақит таллиғанлиғи яхши нәтиҗә елип кәлгән еди.
e СҮРӘТТӘ: Әр-аял паалийитимиз мәнъий қилинған дөләттики ишлиримиз тоғрилиқ мәлуматни ейтиштин өзини тартиду.
f СҮРӘТТӘ: Ақсақал җамаәттики мәхпий мәлуматни һечким аңлап қалмаслиғи үчүн чарә көрүватиду.