Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Худаға үмүт артип ишинимән»

«Худаға үмүт артип ишинимән»

«Ахирқи Адәм ата һаятлиқ беридиған роһ болди» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 1-ХӘТ 15:45).

НАХШИЛАР: 12, 19

1—3. а) Бизниң асасий тәлимлиримиз немидин ибарәт? ә) Немишкә тирилиш шунчилик муһим? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

БӘЗИБИРЛИРИ диниңизниң асасий тәлимлири һәққидә сориса, қандақ җавап берәттиңиз? Әлвәттә, Йәһва Худаниң Яратқучи вә Һаят бәргүчи екәнлигини ейтисиз. Шуниң билән, Әйса Мәсиһ өз һаятини төләм сүпитидә бәргинигә ишинидиғанлиғиңизни дәйсиз. Келәчәктә йәр йүзидә җәннәт орнитилидиғанлиғини, андин Худаниң хизмәтчилири мәңгү һаят кәчүридиғанлиғини тилға елишиңиз сөзсиз. Лекин тирилиш үмүтиниң жүригиңизгә йеқимлиқ тәлимләрниң бири екәнлигини ейталамсиз?

2 Бүйүк апәттә аман қелип, йәр йүзидә мәңгү һаят кәчүрүшкә үмүтимиз болсиму, тирилишни асасий тәлимлиримизниң бири дәп һесаплашқа муһим сәвәпләр бар. Әлчи Паул тирилишниң немишкә муһим екәнлигини көрсәткән. У: «Өлүп кәткәнләр тирилмисә, Мәсиһму тирилмиди»,— деди. Әйса тирилмигән болса, асманда Падиша сүпитидә һөкүмранлиқ қилалматти вә бизниң хизмитимиз пайдисиз болатти (Коринтлиқларға 1-хәт 15:12—19ни оқуң). Бирақ биз Әйсаниң тирилгәнлигини билимиз. Мошуниңға ишәнгәнликтин, өлгәнләрниң тирилишини қәтъий рәт қилған садуқийларға охшимаймиз. Һәтта башқилар бизни заңлиқ қилсиму, Худаниң өлгәнләрни тирилдүридиғиниға ишәнчимиз камил (Марк 12:18; Әлчиләр 4:2, 3; 17:32; 23:6—8).

3 Паул «өлгәнләрниң тирилиши» тоғрисидики тәлиматниң «Мәсиһ һәққидики башланғуч тәлимләргә» киридиғанлиғини язған (Ибранийларға 6:1, 2). Униң өзи тирилишкә ишәнгәнлигини тәкитләп өткән (Әлчиләр 24:10, 15, 24, 25). Бу тәлим башланғуч тәлим, йәни Худа Сөзидики асасий һәқиқәт болуп тонулсиму, тирилиш һәққидә диққәтлик тәтқиқ қилғинимиз яхши (Ибранийларға 5:12). Немишкә?

4. Тирилиш һәққидә қандақ соаллар пәйда болуши мүмкин?

4 Адәмләр Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиғанда, бурун яшиғанларниң, мәсилән Лазарниң тирилгәнлиги һәққидә оқалайду. Шундақла улар Ибраһим, Аюп вә Даниял пәйғәмбәрләрниң келәчәктә өлгәнләр чоқум тирилиду дәп ишәнгәнлиги һәққидә биливалиду. Ундақта, кимду бирси йүзлигән жиллар илгири берилгән бу вәдиләргә немә сәвәптин ишинидиғанлиғиңизни сориса, Муқәддәс китаптин қандақ дәлил кәлтүрәттиңиз? Муқәддәс китапта келәчәктики тирилиш қачан йүз беридиғанлиғи йезилғанму? Бу соалларниң җавави етиқадимизни мустәһкәмләйду.

ЙҮЗЛИГӘН ЖИЛЛАР ИЛГИРИ БӘШАРӘТ ҚИЛИНҒАН ТИРИЛИШ

5. Биз авал немини қараштуримиз?

5 Йеқинда қайтиш болған инсанниң һаятқа қайтишини тәсәввур қилиш асан болуши мүмкин (Йоһан 11:11; Әлчиләр 20:9, 10). Лекин жиллар, һәтта әсирләр илгири өлгәнләр келәчәктә тирилиду дегән вәдигә ишинишкә боламду? Бу вәдә мәйли бурун яки йеқинда көз жумған адәм һәққидә берилсиму, униңға ишинәләмсиз? Әмәлийәттә, биз йүзлигән жиллар илгири вәдә қилинған, андин йүз бәргән бир тирилишкә ишинимиз. У кимниң тирилиши вә у келәчәктә болидиған тирилиш билән қандақларчә бағлиқ?

6. Зәбурниң 118-бабидики бәшарәт Әйсаға қандақларчә тегишлик?

6 Зәбурниң 118-бабиниң ярдими билән көплигән жил илгири бәшарәт қилинған тирилиш һәққидә муһакимә қилайли. Мошу бапни Давут падиша язған болуши керәк. Бу бапта «қутқузғайсән, әй Пәрвәрдигар» вә «Йәһваниң исмини дәп келиватқан мубарәк болсун!» дегән сөзләр бар. Әйса өлүмидин бирнәччә күн авал, 9-нисан күни Йерусалимға кирип кәлгәндә, адәмләр Мәсиһ тоғрисида мошу бәшарәтлик сөзләрни тилға алған (Зәбур 118:25, 26; Мәтта 21:7—9). Амма Зәбурниң 118-бабида келәчәктики тирилиш һәққидә немә йезилған? Мошу бапта мундақ сөзләр бар: «Тамчилар ташливәткән таш болса, бурҗәк теши болуп тикләнди» (Зәбур 118:22).

Қурулушчилар Мәсиһтин баш тартти (7-абзацқа қараң)

7. Йәһудийлар Әйсадин қандақ баш тартти?

7 Мәсиһни рәт қилған қурулушчилар йәһудий башчиларни билдүриду. Улар Әйсадин баш тартип вә уни Мәсиһ сүпитидә қобул қилмайла қоймиди. Әйсани рәт қилип, Пилаттин уни өлтүрүшни тәләп қилди (Луқа 23:18—23). Һә, улар Әйсаниң өлүмигә әйиплик еди.

Худа Әйсани бурҗәк теши болуш үчүн тирилдүргән (8, 9-абзацқа қараң)

8. Қандақларчә Әйса «булуңға қоюлидиған һул таш болди»?

8 Әйса рәт қилинип, өлтүрүлгән болса, у қандақларчә «бурҗәк теши» болалатти? Бу униң тирилиши биләнла әмәлгә ешиши мүмкин еди. Әйса бу ойни үзүм беғини иҗаригә бәргән бир киши һәққидики мисал билән чүшәндүрди. Бу киши бағвәнләргә қулини әвәтти, бирақ улар униңға қатиллиқ қилипту. Ахирида үзүмзарлиқниң егиси оғлини әвәтип, униңға һөрмәт көрситәр дәп ойлиған. Лекин улар униң оғлини өлтүриветиду. Әйса мошу мисални ейтқандин кейин, Зәбур 118:22дә йезилған бәшарәтни кәлтүрди (Луқа 20:9—17). «Йәһудийларниң башлиқлири, ақсақаллири вә Тәврат устазлири Йерусалимда жиғилғанда» әлчи Петрус мошу айәтни кәлтүргән. «Бу киши силәр түврүккә миқлиған, амма Худа тирилдүргән насирәлик Әйса Мәсиһ»,— дәп ейтқан. Андин: «Әйса — бу “силәр, қурулушчилар, керәксиз дәп ташлиған таш, булуңға қоюлидиған һул таш болди”»,— деди (Әлчиләр 3:15; 4:5—11; Петрусниң 1-хети 2:5—7).

9. Зәбур 118:22дә диққәткә сазавәр қандақ вақиә бәшарәт қилинған?

9 Һә, Зәбур 118:22дә тирилиш һәққидики бәшарәт йүзлигән жиллардин кейин әмәлгә ашқанлиғи ейтилған. Мәсиһ рәт қилинип, өлтүрүлди. Лекин у тирилгәндин кейин, булуңға қоюлған һул таш болди. Адәмләргә берилгән исимларниң арисида пәқәт тирилгән Оғли, йәни Әйсаниң исми арқилиқ «ниҗат тепишимиз» мүмкин (Әлчиләр 4:12; Әфәсликләргә 1:20).

10. а) Зәбур 16:10да қандақ бәшарәт йезилған? ә) Зәбур 16:10дики сөзләр Давутқа тегишлик әмәс екәнлигини нәдин билимиз?

10 Әнди, келиң, тирилиш билән бағлиқ башқа айәтни муһакимә қилайли. Бу сөзләр миңлиған жиллардин кейин орунланди. Бу бизгә тирилишкә тегишлик вәдә көп жиллардин кейин әмәлгә ешиши мүмкин болушиға ишинишкә асас бериду. Зәбурниң 16-бабида Давутниң келәрки сөзлирини оқалаймиз: «Чүнки җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, шундақла Сениң муқәддәс бәндәңгә чириклишишләрни көргүзмәйсән» (Зәбур 16:10). Давут өзиниң һечқачан өлмәйдиғанлиғини вә умумий қәбирдә болмайдиғанлиғини ейтмиған. Худа Сөзидә Давутниң қерип, көз жумғанлиғи һәм «өз ата-бовилириға қошулуп раһәт тепип, Давутниң шәһири дегән җайда дәпн қилинғанлиғи» ениқ йезилған (Падишалар 1-язма 2:1, 10). Шундақ болса, бу сөзләр кимгә тегишлик?

11. Петрус Зәбур 16:10дики сөзләрни қачан чүшәндүрди?

11 Давут мошу сөзләрни язғандин кейин миң жилдин ошуқ вақит өтүп, Петрус Зәбур 16:10дики сөзләр кимгә тегишлик екәнлигини чүшәндүрди. Әйсаниң өлүмидин бирнәччә һәптә өткәндин кейин, Петрус миңлиған йәһудийлар һәм йәһудий динға киргәнләр билән сөзлигән (Әлчиләр 2:29—32ни оқуң). У Давутниң өлгинини вә дәпн қилинғанлиғини әскә салди. Шундақла Муқәддәс китапта Петрус Давутниң «Мәсиһниң тирилишини... алдин-ала билгәнлигини» ейтқанда, кимду бирси униң билән бәсләшкәнлиги йезилмиған.

12. Зәбур 16:10дики сөзләр қандақ орунланди вә бу бизни тирилишкә тегишлик вәдә һәққидә немигә ишәндүриду?

12 Петрус бу ойни испатлаш үчүн Давутниң Зәбур 110:1дики сөзлирини кәлтүрди (Әлчиләр 2:33—36ни оқуң). У Муқәддәс китап асасида музакирә қилип, көпчиликни Әйсаниң «Һакимдар вә Мәсиһ» екәнлигигә ишәндүрди. Адәмләр Зәбур 16:10да йезилған сөзләрниң Әйса тирилгәндә әмәлгә ашқанлиғини чүшәнди. Кейинирәк әлчи Паул Писидиядики Антакия шәһиридә йәһудийларға сөз қилғанда, шу испатни қолланди. Бу хәлиқкә қаттиқ тәсир қилип, улар бу һәққидә көпирәк билгүси кәлгән (Әлчиләр 13:32—37, 42ни оқуң). Муқәддәс китаптики шу бәшарәтләр һәтта вәдә қилинғандин көп әсирләр өтүп орунлансиму, бизниң келәчәктики тирилишкә нисбәтән етиқадимизни мустәһкәмлиши лазим.

ТИРИЛИШ ҚАЧАН БОЛИДУ?

13. Тирилишкә тегишлик қандақ соаллар пәйда болуши мүмкин?

13 Көп әсирләр илгири вәдә қилинған тирилиш йүз беридиғанлиғини билгинимиз бизгә илһам бериду. Шундақ болсиму, биздә: «Бу йеқинлиримни көрүш үчүн көп вақит күтүшүм керәклигини билдүрәмду? Мән үмүт қиливатқан тирилиш қачан йүз бериду?» дегән соаллар пәйда болуши мүмкин. Есиңизда болса, Әйса әлчилиригә улар билмигән вә биләлмәйдиған нәрсиләрниң болғанлиғини ейтқан. Әйса шагиртлириға: «Атам Өз һакимийитидә қалдурған вақитлар билән муддәтләрни силәргә билиш берилмиди»,— дегән (Әлчиләр 1:6, 7; Йоһан 16:12). Лекин тирилиш қачан йүз беридиғанлиғи һәққидә бәзи мәлумат бар.

14. Әйсаниң тирилиши униңдин авал тирилгәнләрдин қандақ пәриқлиниду?

14 Муқәддәс китапта йезилған әң муһим тирилиш — Әйсаниң тирилиши. Әгәр у тирилмигән болса, һечбиримиздә йеқинлиримизни қайта көрүш үмүти болмас еди. Әйсадин бурун тирилдүрүлгән, мәсилән Илияс вә Елиша тирилдүргән адәмләр, мәңгү яшимиған. Улар қайтидин өлүп, топиға айланди. Бирақ Әйса «өлүмдин тирилип», әнди «өлмәйду вә өлүм әнди униң үстидин һөкүмранлиқ қилалмайду». У асманда «әбәттин-әбәткичә» яшайду (Римлиқларға 6:9; Вәһий 1:5, 18; Колосилиқларға 1:18; Петрусниң 1-хети 3:18).

15. Немишкә Әйса дәсләпки мевә дәп аталған?

15 Әйсаниң роһий шәхс сүпитидә тирилгәнлиги мундақ тирилишниң биринчиси вә әң муһими болди (Әлчиләр 26:23). Бирақ башқиларму асманда роһий шәхс сүпитидә яшаш үчүн тирилдүрүлгән. Әйса садиқ әлчилириниң униң билән асманда башқуридиғанлиғини вәдә қилған (Луқа 22:28—30). Улар бу мукапатқа пәқәт өлгәндин кейин еришәләйду. Әйсаға охшаш улар роһий тәндә тирилиду. Паул: «Мәсиһ өлүмдин тирилди, у өлүм уйқисида болғанларниң арисидики дәсләпки мевә» болғанлиғини ейтқан. Андин у башқиларниңму тирилип, асманда яшайдиғанлиғини ейтти: «Һәммиси өз новитидә: Мәсиһ — биринчи мевә, андин униң һазирлиниш вақтида — Мәсиһкә мәнсүпләр» (Коринтлиқларға 1-хәт 15:20, 23).

16. Асмандики тирилиш қачан болидиғанлиғиға тегишлик немини билимиз?

16 Паулниң сөзлиридин асмандики тирилиш қачан болидиғанлиғини чүшинимиз. У Мәсиһниң һазир болуш вақтида йүз бериду. Көп жиллар давамида Йәһва гувачилири Муқәддәс китаптин Мәсиһниң һазир болуши 1914-жили башланғанлиғини испатлап кәлмәктә. Биз техичә Әйсаниң һазир болуш вақтида яшаватимиз вә бу рәзил дунияниң ахири бәк йеқин.

17, 18. Мәсиһниң һазир болуш пәйтидә айрим майланғанлар билән немә болиду?

17 Асмандики тирилиш һәққидә Муқәддәс китапта йәнә мундақ мәлумат бар: «Шундақла, қериндашлар, өлүм уйқисида ухлаватқанлар һәққидә... силәрни хәвәрсиз қалдурғумиз кәлмәйду. Чүнки әгәр биз Әйсаниң өлүп, тирилгәнлигигә ишәнсәк, у вақитта, өлүм уйқисида ухлаватқанларниму Худа Әйса арқилиқ униң билән биллә жүргүзиду... Һакимдаримизниң һазирлиниши вақтиғичә яшаватқанларға, өлүм уйқисида ухлаватқанларни һечқандақ озуп кетиш мүмкин әмәс, чүнки Һакимдаримиз өзи асмандин чақирип,... Мәсиһтә өлгәнләр биринчи болуп тирилиду. Кейин биз, яшаватқанлар, техи тирикләр улар билән Һакимдаримизни һавада учритиш үчүн, булутларда елинип кетимиз вә шундақларчә Һакимдаримиз билән дайимий биллә болимиз» (Салоникилиқларға 1-хәт 4:13—17).

18 Дәсләпки тирилиш, йәни асмандики һаятқа тирилиш, Мәсиһниң һазир болуши башланғандин кейин йүз бериду. Бүйүк апәт вақтида йәрдә яшаватқан майланған мәсиһийләр «булутларда елинип кетиду» (Мәтта 24:31). Бу немини билдүриду? «Булутларда елинип» кетидиғанлар «өлүм уйқисида» ухлимайду, бу улар көп вақит өлгән һаләттә болмайдиғанлиғини билдүриду. Улар һәққидә шундақ дейилгән: «һәммимиз өзгиримиз, бир дәқиқидә, көзни бир жумуп ачқичә ахирқи карнәй челинғанда» (Коринтлиқларға 1-хәт 15:51, 52).

19. «Әвзәлирәк тирилиш» дегән немә?

19 Бүгүнки күндә садиқ мәсиһийләрниң көпчилиги майланмиған, йәни Мәсиһ билән асманда һакимдарлиқ қилишқа талланмиған. Улар мошу зулум дуния йоқ болидиған вақитни, «Йәһваниң күнини» тақәтсизлик билән күтмәктә. Бу күн ениқ қачан болидиғанлиғини һечким билмәйду, амма дәлилләр у йеқин екәнлигини ашкарилаватиду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:1—3). Йәр йүзидә җәннәт болғанда, тирилишниң башқа түри йүз бериду. Шу чағда адәмләр йәрдики һаятқа тирилиду вә мукәммәл болуп, әнди қайтидин өлмәйдиғанлиғиға үмүтлиниду. Бу тирилиш бурун болған тирилиштин «әвзәлирәк» болиду, сәвәви бурун тирилгән адәмләр кейинирәк қайтидин өлгән еди (Ибранийларға 11:35).

20. Немишкә тирилиш тәртиплик вә тәшкиллик болидиғанлиғиға ишинимиз?

20 Муқәддәс китапқа бенаән, асманда яшайдиғанларниң «һәммиси өз новитидә» тирилиду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:23). Демәк, йәр йүзидиму тирилиш тәртиплик вә тәшкиллик болиду. Буниңға тегишлик келәрки соаллар пәйда болиду: «Йеқинда қайтиш болғанлар Мәсиһниң миң жиллиқ һакимдарлиғиниң бешида тирилип, йеқинлири уларни қарши алаламду? Өтмүштә яшиған қабилийәтлик садиқ рәһбәрләр авал тирилип, йеңи дуниядики Худаниң хәлқини уюштурушқа ярдәм берәмду? Йәһваға һечқачан хизмәт қилмиған адәмләр билән немә болиду? Улар қачан вә қәйәрдә тирилиду?» Һә, биздә сансиз соал пәйда болуши мүмкин. Бирақ униң һәммисини ойлап вайим қилишниң һаҗити йоқ. Уни өз вақти кәлгәндә өз көзүмиз билән көрүмиз. Йәһва һәммини қандақ уюштурғанлиғини көргәндә, һаң-таң болуп, хошал болидиғанлиғимизға ишинишимиз керәк.

21. Сизниң немигә үмүтиңиз бар?

21 Шу вақит кәлгичә, биз Йәһваға болған етиқадимизни мустәһкәмлишимиз керәк. У өз хатирисидә болған һәммә өлгәнләрниң қайтидин һаят кәчүрүшини Әйса арқилиқ вәдә қилған (Йоһан 5:28, 29; 11:23). Әйса Йәһва Худа үчүн Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң «барлиғи тирик» екәнлигини ейтқанда, Худаниң өлгәнләрни тирилдүридиғиниға қошумчә дәлил кәлтүрди (Луқа 20:37, 38). Ундақта, биздиму әлчи Паул охшаш мундақ ейтишқа сәвәп бар: «Өлгәнләрниң... тирилиши болушиға Худаға үмүт артип ишинимән» (Әлчиләр 24:15).