Мәзмунға өтүш

Хуш хәвәрни Ирландия вә Британияниң йәрлик тиллирида йәткүзүш

Хуш хәвәрни Ирландия вә Британияниң йәрлик тиллирида йәткүзүш

Йәһва гувачилири Ирландия вә Британияниң йәрлик тиллирида сөзләйдиған адәмләрни тепиш үчүн көп күч чиқириду. * Уларниң ичигә инглиз тилидин башқа ирланд, шотланд гаэль вә валлий тиллири кириду.

Өзгәртилгән jw.org торбети 2012-жилниң сентябрь ейида көп тилларда, униң ичидә ирланд вә валлий тиллирида ишләшкә башлиди. Шотланд гаэль тилида болса, 2014-жилниң август ейида ишләшкә башлиди. Шуниң билән, биз бу тилларниң һәммисидә Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни нәшир қилимиз. Оқурмәнләр қандақ инкас қайтурди?

Чиркода хизмәт қилидиған бир әр киши Муқәддәс китапқа асасланған шотланд гаэль тилидики варақчини елипла, уни үнлүк оқуп, жиғлашқа башлиди. У немишкә шунчилик тәсирләнди? Бу киши тәрҗиминиң қанчилик яхши екәнлигигә һәйран қалди вә һаяҗанлинип: «Буни ким тәрҗимә қилди? Бу әҗайип яхши!», – деди.

jw.org торбети шотланд гаэль тилида ишләшни башлиған айниң ичидә униңға тәхминән 750 адәм киргән.

Голуэй шәһиридики Ирландия Дөләт Университетиниң лектори гувачиларниң биригә өзиниң динға қизиқмайдиғанлиғини ейтти. Лекин у «Муқәддәс китаптики асасий мавзу» намлиқ китапчини ирланд тилида алалайдиғанлиғини билгәндә, бир китапчини соравалди. Униң пикричә һәммиси Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни өз ана тилида елиши керәк вә у Йәһва гувачилирини ирланд тилида сөзләйдиғанларни әдәбиятлар билән тәминләш хизмити үчүн махтиди.

Бир яшанған аял Муқәддәс китапқа асасланған китапчини уэльс тилида алғиниға хошаллиғини билдүрүп: «Растини ейтқанда, буни инглиз тилида тәғдим қилған болсаңлар, алмас едим, лекин у мениң ана тилимда болғанлиғи немә дегән яхши»,–дәп ейтти.

2014-жилниң август ейида биз jw.org торбетидики уэльс тилида нәшир қилинидиған әдәбиятларниң санини көпәйттуқ. Шу айниң ичидә әдәбиятларни уэльс тилида оқуш үчүн торбетимизгә киридиған адәмләрниң сани икки һәссидин артуқ көпәйди.

«Биз бир тилда сөзләймиз»

Әйса Мәсиһ икки шагиртиға Язмиларни чүшәндүрүп бәргәндә, улар тәшвишлинип: «У йолда биз билән параңлишип, Муқәддәс Язмиларни тәпсилий чүшәндүргәндә, жүрәклиримиз көймидиму?»,–деди (Луқа 24:32). Адәмләр Муқәддәс китаптики һәқиқәтни өз ана тилида аңлиғанда, у һаятиға чоңқур тәсир қилиду.

Уэльста туридиған Эмир исимлиқ әр киши, Йәһва гувачилириниң биригә өйләнгән, лекин у аялиниң диний көзқаришиға қошулматти. Кейинирәк у Рассел исимлиқ гувачи билән дост болди. Эмир өзиниң көзқаришини немә өзгәрткәнлигини чүшәндүрди: «Рассел “Муқәддәс китапта немә ейтилиду? * китавини елип кәлгәндә, мән Муқәддәс китапни җиддий тәтқиқ қилишни қарар қилдим. У маңа китапни берип: “Бу уэльс тилидики китап. Һазирдин башлап биз уни биллә тәтқиқ қилимиз”,–деди». Расселниң удул тәкливи Эмирни немә үчүн җәлип қилди? Эмир буни мундақ чүшәндүрди: «Биз бир тилда сөзләймиз, бизниң мәдәнийитимиз охшаш һәм биз бир-биримизни яхши чүшинимиз». Муқәддәс китапни униң ана тили болған уэльс тилида мулаһизә қилғанда, бу униң жүригигә йәткәчкә, Эмирниң жүриги гоя «көйгәндәк» болди.

Йәһва гувачилири адәмләрниң жүригигә әң чоңқур тәсир қилидиған тилда, уларниң ана тилида Худа тоғрисида билим елишиға ярдәм беришни давамлаштуривериду.

^ 2-абзац Бу йәрдә Британия дейилгәндә Англия, Шотландия вә Уэльс тоғрисида ейтилиду.

^ 11-абзац Йәһва гувачилири нәшир қилған Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш қурали.