Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири аҗришишқа қандақ қарайду?

Йәһва гувачилири аҗришишқа қандақ қарайду?

 Бизниң некаға һәм аҗришишқа тегишлик көзқаришимиз Муқәддәс китапқа асасланған. Худаниң нийити бойичә әр-аялниң иттипақи мәңгү болуши керәк. Муқәддәс китапқа бенаән аҗришишқа бирла сәвәп бар. Бу — җинсий әхлақсизлиқ (Мәтта 19:5, 6, 9).

Йәһва гувачилири әр-аялниң арисида қийинчилиқлар пәйда болғанда ярдәм берәмду?

 Һә, буниң бирнәччә усули бар:

  •   Әдәбиятлар. Дайим нәшир қилиниватқан мәлуматлар һәтта мунасивити бузулай-бузулай дегән некаларни мәһкәм қилалайду. Мәсилән, «Некада вападар болуң» (рус), «Кәчүрүшкә қандақ үгинишкә болиду?» (рус) вә «Бир-бириңларға буруңқидәк ишинишкә немә ярдәм бериду?» (рус) намлиқ мақалиләргә қараң.

  •   Учришишлар. Биз учришишлиримизда һәм конгресслиримизда некаға тегишлик Муқәддәс китаптики әмәлий мәслиһәтләрни муһакимә қилимиз.

  •   Ақсақаллар. Җамаәт ақсақаллири әр-аялларниң диққитини Әфәсликләргә 5:22—25тәк айәтләрдики нәсиһәтләргә көңүл бөлүп, шәхсий ярдәм бериду.

Әгәр Йәһва гувачиси аҗрашмақчи болса, җамаәт ақсақаллардин рухсәт елиши керәкму?

 Яқ. Һәтта әр-аял некадики қийинчилиқлириға тегишлик ярдәм сорисиму, җамаәт ақсақаллириниң уларниң немә қилиш керәклигини ейтишқа һоқуқи йоқ (Галатилиқларға 6:5). Бирақ бирси Муқәддәс китапта тилға елинмиған сәвәп билән аҗришишни қарар қилса, униң башқа бирси билән баш қошушқа асаси йоқ вә у җамаәттә қандақту бир вәзипигә егә болалмайду (Тимотийға 1-хәт 3:1, 5, 12).

Йәһва гувачилири айрим турушқа қандақ қарайду?

 Һәтта әр-аял қийин әһвалда болсиму, Муқәддәс китапта биллә болушқа мәслиһәт берилиду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:10—16). Чин көңүлдин дуа қилиш, Муқәддәс китаптики принципларни қоллиниш вә меһир-муһәббәтни көрситиш арқилиқ көплигән мәсилиләрни һәл қилишқа болиду (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4—8; Галатилиқларға 5:22).

 Амма бәзи мәсиһийләр төвәндә кәлтүрүлгән қийин вәзийәтләрдә айрим турушқа қарар қилиши мүмкин:

  •   Һәмрайи аилисини тәминләшни рәт қилғанда (Тимотийға 1-хәт 5:8).

  •   Һәмрайи һаятиға хәвп-хәтәр кәлтүргәндә (Зәбур 11:5).

  •   Һәмрайи ибадәт қилишқа тосалғу қилғанда. Мәсилән, ери яки аяли Худаниң қанунини бузушқа мәҗбурлиши мүмкин. У чағда хәвп-хәтәр астида болған әр яки аял «һөкүмран сүпитидә инсанларға әмәс, бәлки Худаға беқиниш» үчүн айрим яшашқа тоғра болиду дәп қарар қилиши мүмкин (Әлчиләр 5:29).