Мәзмунға өтүш

Бәйтәлни зиярәт қилиш

Сизни филиаллиримизни зиярәт қилишқа сәмимий тәклип қилимиз, уларниң һәммисини умумий Бәйтәл дәп атаймиз. Бәзи филиалларда өз алдиға зиярәт қилиш орунлаштурулған.

Tours Resumed: In many countries, we resumed tours of our branch offices on June 1, 2023. For details, contact the branch you would like to tour. Please do not visit if you test positive for COVID-19, display cold or flu-like symptoms, or have recently been exposed to someone who tested positive for COVID-19.

Бразилия

Көргәзмиләрни өз алдиға көрүш

Муқәддәс китап вә униң Муәллипи. Бу көргәзмидә, Муқәддәс китапниң Муәллипи Йәһва Худаниң шан-шәрәпкә лайиқ екәнлиги вә Муқәддәс китапниң асасий мавзуси — Худа Падишалиғи болғанлиғи көрситилиду. Зиярәт қилғучилар Муқәддәс китапниң қандақларчә бизниң күнимизгичә йәткәнлигини вә униң Муәллипи униңдики дәсләпки хәвәрни дүшмәнләрниң қаршилиғиға қаримастин, қандақ қилип сақлап қалғанлиғини биливалиду.

Тарихий көргәзмә. Бу көргәзмидә, Бразилиядә 120-жил җәриянида Йәһва Худа Падишалиқ һәққидики вәз қилиш ишини қандақ бәрикәтләватқанлиғини көрүшкә болиду. Һәр жили 120дин ошуқ тилда миллионлиған китап, журнал, китапчә вә варақчилар бесилип чиқирилиду. Зиярәт қилғучилар, дүшмәнләрниң қаршилиғиға қаримастин Бразилиядә вәз қилишниң башлиниши вә өсүши һәққидә йеқинда тәтқиқ қилған тарихий мәлуматни көрәләйду.

Адреси вә телефон номери

Хәритидин қараш