МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Йәһва Өз хәлқини һимайә қилиду

Йәһва Өз хәлқини һимайә қилиду

Дәсләпки Өтүп кетиш һейти бәк муһим мәйрәм болған. Ахирқи җазадин кейин, пирәвн тунҗа оғлиниң өлүп кәткәнлигини көргәндә, у Мусаға мундақ деди: «Туруп, мениң хәлқимдин кетиңлар, чүнки силәр өзүңлар ейтқандәк, өзүңларму һәм Исраил оғуллири берип, Йәһваға хизмәт қилиңлар» (Чқ 12:31). Йәһва Өз хәлқини һимайә қилидиғанлиғини ениқ көрсәткән.

Худа хәлқиниң заманавий тарихиға көз ташлисақ, Йәһва Өз хизмәтчилирини давамлиқ йетәкләйдиғанлиғи вә қоғдайдиғанлиғи ениқ көрүниду. Буни баш идаридики «Йәһваниң исми билән аталған хәлиқ» дегән көргәзмидә көрүшкә болиду.

«УОРВИКТИКИ МУЗЕЙҒА ЗИЯРӘТ. “ЙӘҺВАНИҢ ИСМИ БИЛӘН АТАЛҒАН ХӘЛИҚ”» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • 1914-жилдин башлап Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Муқәддәс китапниң ишәнчлик екәнлигини көрситиш үчүн қандақ йеңи усулни қолланған? Бу усулниң нәтиҗилири қандақ болған?

  • 1916 вә 1918-жиллири Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң етиқади қандақ синалған вә Йәһва Худаниң Өз хәлқини йетәклигәнлиги қандақ ениқ көрүнгән?

  • Йәһва Худаниң хәлқи қаршилиқларға дуч кәлсиму, садақәтмәнлигини қандақ сақлап қалған?

  • Йәһваниң хәлқи 1935-жили қандақ йеңи чүшәнчигә еришкән вә бу уларға қандақ тәсир қилған?

  • Сиз бу музейни зиярәт қилған болсиңиз, Йәһваниң Өз хәлқини йетәкләп, һимайә қилидиғанлиғиға ишәнчиңизни мустәһкәмлигән немиләрни көрдиңиз?