Оқурмәнләрниң соаллири
Йәһва гувачилириниң җамаитидә аяллар тәлим берәмду?
Дунияниң һәрқайси җай-җайлирида Йәһва гувачилириниң арисида бирнәччә миллион аял хизмәтчиси бар. Улар Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилидиған чоң бир вәз ейтқучилар топини тәшкил қилиду. Муқәддәс китапта шу аяллар һәққидә мундақ бәшарәт қилинған: «Хуш хәвәрни җакалиғучи қиз-аяллар зор бир қошундур!» (Зәбур 68:11, ЙД).
Амма Йәһва гувачилири болған аялларниң хизмитини христиан динидики аял роһанийларниңки билән адаштурмаслиғимиз керәк. Уларниң оттурисида чоң пәриқләр бар. Улар қандақ пәриқлиниду?
Биринчи пәриқ — улар кимләргә тәлим бериши. Аял роһанийлар җамаитиниң ичидә рәһбәрлик қилиду. Уларниң асасий тиңшиғучилири чиркосиға кәлгән кишиләрдур. Йәһва гувачилири болған аяллар җамаәттин сиртидики кишиләргә, йәни аммивий орунларда, өйму өй киргәндә вә башқа усулларда учрашқан кишиләргә вәз қилишиду.
Йәнә бир пәриқ — улар жүргүзидиған иш-паалийәт. Башқа динларда аял роһанийлар рәһбәрлик қилиду вә диний әқидиләрни үгитиду. Йәһва гувачилириниң жиғилишлирида пәқәт тәйинләнгән әрләрниң тәлим бериш һоқуқи бар. Лекин жиғилишта чөмдүрүлгән әрләр йоқ болса, аяллар башқиларни үгитиши мүмкин (Тимотийға 1-хәт 3:2; Яқуп 3:1).
Муқәддәс китапқа асасланғанда, җамаәтни беқиш вәзиписи пәқәт әр кишиләргила тапшурулған. Әлчи Паул башқа ақсақал Титқа язған хетидә тәсвирлигән орунлаштурушқа диққәт қилайли: «Шәһәрләрдә ақсақалларни тайинлаш үчүн, мән сени Критта қалдурдум». У һәрбир мәсъулийәтчан әр киши «әйипсиз, бир аяллиқ» болуши керәклигини тәкитлигән (Титқа 1:5, 6). Әлчи Паул Тимотийға язған хетидиму шуниңға охшаш көрсәтмиләрни бәргән: «Кимду-ким ақсақал вәзиписини елишқа интилса, яхши ишни халайду... шуңлашқа ақсақал әйипсиз, бир аяллиқ... тәлим беришкә қабилийәтлик... болуши лазим» (Тимотийға 1-хәт 3:1, 2, ЙД).
Немә үчүн җамаәттики ақсақалниң вәзипилирини пәқәт әр кишиләргила тапшурулған? Әлчи Паул мундақ дәп чүшәндүриду: «Йә тәлим беришигә, йә әр кишиниң үстидин башқурушиға аял кишигә рухсәт бәрмәймән, әксичә, үнсиз болсун. Чүнки авал Адәм ата, андин кейин Һава ана яритилған еди» (Тимотийға 1-хәт 2:12, 13). Шуңа тунҗа әр билән аялниң қандақ тәртип бойичә яритилғанлиғи немә үчүн Худа пәқәт әр кишигә җамаәттә тәлим бериш вә йетәкчилик қилиш һоқуқини бәргәнлигини ашкарә қилиду.
Йәһва гувачилири җамаәтниң Беши болған Әйса Мәсиһниң қалдурған үлгисигә әгишиду. Әйса пәйғәмбәрниң шагирти болған Луқа устазиниң хизмити һәққидә шундақ язған: «У шәһәрму шәһәр вә йезиму йеза Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалап һәм вәз қилип жүрди». Кейинирәк у шагиртлирини охшаш усулда вәз қилишқа әвәткән: «Андин кейин шагиртлири йолға чиқип, барлиқ җайда хуш хәвәрни җакалап... йезиму йеза жүрди» (Луқа 8:1; 9:2—6).
Бүгүнки күндә Йәһва гувачилири болған һәм әр кишиләр һәм аял кишиләр Әйса Мәсиһниң Мәтта 24:14-айәттә йезилған пәйғәмбәрлик сөзигә мас иш-паалийәт жүргүзүшкә қатнишип кәлмәктә: «Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәр пүткүл йәр йүзи бойичә барлиқ хәлиқләргә гувалиқ үчүн вәз қилиниду, мана шу чағда ахири келиду».